Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Худа Падишалиғи немә ишларни қилиду?

Худа Падишалиғи немә ишларни қилиду?

Һәзрити Әйса өз әгәшкүчилиригә Худа Падишалиғиниң келиши һәққидә дуа қилишни үгәткән. Чүнки у йәр йүзидә дәһшәтлик иш-вақиәләрниң йүз бериши Худаниң ирадиси әмәслигини вә йәр йүзидики барчә қийинчилиқларни пәқәт Худаниң Падишалиғи һәл қилалайдиғанлиғини билгән. Ундақта, Худа Падишалиғи қандақ ишларни қилиду?

ХУДА ПАДИШАЛИҒИ АЛЛИҚАЧАН ҚАНДАҚ ИШЛАРНИ ҚИЛДИ?

Алдинқи мақалидә Әйса пәйғәмбәр бәшарәт қилған иш-вақиәләр һәққидә муһакимә қилдуқ. Бу аламәтләрдин ениқ көрүвелишқа болидуки, Худа Падишалиғи 1914-жили аллиқачан асманда тикләнди вә Униң Падишаси сүпитидә Әйса Мәсиһ тәхткә олтарди.

Муқәддәс китапта һәзрити Әйса Падишалиқ һоқуқини қолиға алғандин кейин Шәйтан вә униң җинлирини асмандин қоғлап чиқиридиғанлиғи тилға елинған. Шуниңдин башлап, улар пәқәт йәр йүзигә тәсир көрситип келиватиду. Шуңа, бу дәл 1914-жилдин буян дунияда шунчә көп яман иш-вақиәләр көпийип кәткәнлигиниң бир сәвәвидур (Вәһий 12:7, 9).

Дунияниң вәзийити бундақ начарлишип кетишигә қаримай, Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә Әйса Мәсиһ пүтүн йәр йүзидики инсанларға ярдәм бериш үчүн бәзи ишларни қилип келиватиду. Һәзрити Әйса бәшарәт қилған дунияниң һәрқайси җайлиридики Муқәддәс китаптин тәлим-тәрбийә бериш хизмитиниң ярдимидә нурғун инсанлар Муқәддәс китап принциплирини үгинип, уларни турмушида әмәлий қоллиниватиду (Йәшая 2:2—4). Миллионлиған кишиләр бәхитлик аиләвий турмушниң сирини тапти. Иш-әмгәккә тоғра көзқарашта болушни, йәни маддий нәрсиләргә қул болушниң орниға, улардин тоғра усулда бәһримән болушни үгәнди. Бу тәлим-тәрбийә уларни һазир бәхитлик турмушқа ериштүрүп қалмай, йәнә уларға Худа Падишалиғиниң яхши пухраси болушни үгинишигә ярдәм бериватиду.

ПАТ ЙЕҚИНДА ХУДА ПАДИШАЛИҒИ ҚАНДАҚ ИШЛАРНИ ҚИЛИДУ?

Гәрчә Һәзрити Әйса асманда һөкүмранлиқ қилишни башлиған болсиму, йәр йүзидә йәнила инсанлар һөкүмранлиқ қилишиватиду. Бирақ Худа аллиқачан Әйса Мәсиһкә мундақ дегән: «Дүшмәнлириң арисида һөкүмранлиқ қилғин» (Зәбур 110:2). Пат йеқинда Әйса Мәсиһ барчә дүшмәнлирини тамамән йоқ қилип, Худаға бойсунушни халиғанларни қийинчилиқлардин халас қилип, арам-бәхш тапқузиду.

Пат йеқинда Худа Падишалиғи мону ишларни қилиду:

  • Сахта динларни тамамән йоқ қилиду. Худа һәққидә сахта тәлимләрни үгитип келиватқан вә инсанларниң һаятини қийинлаштуруватқан динлар пүтүнләй йоқ болиду. Муқәддәс китапта сахта дин паһишә аял билән селиштурулған. Униң тамамән йоқ қилиниши нурғун инсанларни һәйран қалдуриду (Вәһий 17:15, 16).

  • Инсанларниң һөкүмранлиғини ахирлаштуриду. Худа Падишалиғи барчә инсаний һөкүмәтләрни вәйран қилиду (Вәһий 19:15, 17, 18).

  • Рәзил адәмләрни йоқ қилиду. Ундақта давамлиқ яманлиқ қилғучиларға вә Худаға бойсунушни рәт қилғанларға немә болар? «Рәзилләр йәр йүзидин кесилип ташлинар» (Пәнд-нәсиһәтләр 2:22, ЙД)

  • Шәйтан вә җинларни йоқ қилиду. Шәйтан вә җинлар хәлиқләрни йәнә аздуралмайду (Вәһий 20:3, 10).

Худа Падишалиғи өз пухралири үчүн немә қилиду?

ХУДА ПАДИШАЛИҒИ ИНСАНЛАР ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИДУ?

Асманда падишалиқ қиливатқан Әйса келәчәктә һечқандақ бир инсаний һөкүмран қилалмиған ишларни қилиду. Инсанлар арисидин талланған 144 000 һөкүмран Әйса Мәсиһ билән бирликтә һөкүмранлиқ жүргүзиду (Вәһий 5:9, 10; 14:1, 3). Әйса Мәсиһ Худаниң ирадисиниң йәр йүзидә әмәлгә ашурулушиға капаләтлик қилиду. Худа Падишалиғи йәр йүзидә яшайдиған инсанлар үчүн немиләрни қилиду?

  • Кесәлликләр вә өлүмни йоқ қилиду. «Һечким: “Мән кесәл”,— демәйду» вә «өлүм йәнә болмайду» (Йәшая 33:24; Вәһий 21:4, ЙД).

  • Һәқиқий течлиқ вә бехәтәрликни орнитиду. «Сениң балилириңниң һәммиси Пәрвәрдигар тәрипидин үгитилиду» вә «уларниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғи астида олтириду, вә һеч ким уларни қорқатмайду» (Йәшая 54:13; Мика 4:4, КТ).

  • Көңүлни сөйүндүридиған ишни тапшуриду. «Мениң таллиғанлирим өзлири өз қоли билән ясиғанлиридин өз өмридә толуқ бәһримән болиду. Уларниң қилған әмгиги бекарға кәтмәйду» (Йәшая 65:22, 23, КТ).

  • Муһит мәсилисини һәл қилиду. «Җаңгал вә қуруп қағҗириған йәр хошал болиду, чөл-баяван шатлинип, зәпирандәк чечәкләйду» (Йәшая 35:1, ЙД).

  • Инсанларға мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн немә қилиши керәклигини үгитиду. «Мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн, Сән йеганә һәқ Худани вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуш керәк» (Йоһан 17:3, ЙД).

Яратқучи Йәһва сизниңму мошу бәрикәтләрдин бәһримән болушиңизни халайду (Йәшая 48:18). Кейинки мақалә келәчәктә мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн һазир немә қилалайдиғанлиғиңизни чүшәндүриду.