Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Худа Падишалиғиниң Падишаси ким?

Худа Падишалиғиниң Падишаси ким?

Худа Муқәддәс Язмиларға Худа Падишалиғиниң Падишаси ким болидиғанлиғини ениқлашқа ярдәм берәләйдиған бәзи тәпсилатларни яздурған. Улар төвәндикиләрни өз ичигә алиду:

  • Худа тәрипидин талланған. «Мән өзүм тәхткә олтарғуздим падишайимни... саңа беримән милләтләрни мирас қилип, пүтүн йәр йүзиниң болуң-пушқақлирини мүлүк [қилдим]» (Зәбур 2:6, 8, ЙД).

  • Падиша Давутниң тәхт вариси. «Биз үчүн бир бала туғулди, бизгә бир оғул берилди... Давутниң тәхтидә вә униң падишалиғида тинчлиқниң чеки болмайду, падишалиғини һазирдин әбәткичә адаләт вә һәққанийлиқ арқилиқ мустәһкәм тикләйду» (Йәшая 9:6, 7, ЙД).

  • Бәйтләһәмдә туғулған. «Сән, әй Бәйтләһәм Әфрата... сәндин чиқар мән үчүн Исраилда һөкүмран болғучи... әнди униң һөкүмранлиғи йәр йүзиниң булуң-пушқақлириғичә йетәр» (Мика 5:2, 4, ЙД).

  • Инсанлар уни рәт қилған вә өлтүргән. «У камситилди, биз уни адәм қатарида көрмидуқ... У бизниң гуналиримиз түпәйлидин санчилди, қилмишлиримиз сәвәвидин езилди» (Йәшая 53:3, 5, ЙД).

  • Тирилдүрүлгән вә улуқланған. «Сән мениң җенимни гөрдә ташлап қоймайсән. Саңа садиқ хизмәтчиңниң гөрдә чирип кетишигә йол қоймайсән. Мәңгүлүк бәхит-саадәт бардур оң қолуңда» (Зәбур 16:10, 11, ЙД).

Әйса Мәсиһ Һөкүмран болушқа әң лайиқтур

Йәр йүзидә яшиған барчә инсанларниң арисида пәқәт Әйса Мәсиһ мукәммәл һөкүмран болалайду. Пәриштә Әйсаниң аниси Мәрийәмгә мундақ дегән: «Йәһва Рәб униңға атиси Давутниң тәхтини әта қилиду... һәм униң Падишалиғиниң чеки болмайду» (Луқа 1:31—33).

Һәзрити Әйса һечқачан йәр йүзидә һөкүмран болуп бақмиған. Амма у кәлгүсидә Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә асманда йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилиду. У һөкүмран болушқа әң лайиқ екәнлигини қандақ билимиз? Һәзрити Әйса йәр йүзидә болғанда, немә ишларни қилғанлиғини көрүп бақайли.

  • Әйса пәйғәмбәр адәмләргә көңүл бөлүп һалидин хәвәр алған. У адәмләрниң келип чиқиши қандақ болушидин қәтъийнәзәр, мәйли әр яки аял, яшанған яки яш болсун, һәммисигә ярдәм бәргән (Мәтта 9:36; Марк 10:16). Махав кесилигә гириптар болған киши: «Әгәр сиз халисиңизла, мени пак қилисиз»,— дәп ялвурғанда, һәзрити Әйса униңға ичи ағрип, уни сақайтқан (Марк 1:40—42).

  • Әйса пәйғәмбәр инсанларға Худани қандақ хурсән қилишни үгәткән. У: «Һечким бирла вақитта икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалмайду» вә «башқиларниң силәргә қандақ муамилә қилишини халисаңлар, уларғиму шундақ муамилә қилиңлар»,— дәп тәлим бәргән. Һәзрити Әйса йәнә Худаниң пәқәт иш-һәрикәтлиримизгә әмәс, бәлки ой-пикирлиримизгә вә һис-туйғулиримизға көңүл бөлидиғанлиғини көрсәткән. Шуңа, Худани хурсән қилиш үчүн чоқум қәлбимизниң чоңқур қатламлиридики һис-туйғулиримизни контрол қилишимиз керәк (Мәтта 5:28; 6:24; 7:12, ЙД). Униңдин башқа, у һәқиқий хошаллиқ тепишимиз үчүн чоқум Йәһва Худаниң ирадисини билип, униңға мас яшишимиз лазимлиғини тәкитлигән (Луқа 11:28).

  • Әйса Мәсиһ чин сөйгү-муһәббәт һәққидә тәлим бәргән. Һәзрити Әйсаниң гәп-сөзлири вә иш-һәрикәтлири униң сөзини аңлиғанларниң қәлбигә күчлүк тәсир қилған. «Көпчилик униң тәлимидин интайин һәйран болди. Чүнки у Тәврат устазлиридәк әмәс, Худа әвәткән кишидәк тәлим бәргән еди» (Мәтта 7:28, 29, ЙД). Әйса уларға: «Дүшмәнлириңларни сөйүңлар»,— дәп үгәткән (Мәтта 5:44, ЙД). У һәтта униң өлүшигә җавапкар болған бәзи адәмләр үчүн мундақ дуа қилған: «Ата, уларни кәчүргин, чүнки улар немә қиливатқанлиғини билмәйватиду» (Луқа 23:34).

Һәзрити Әйсадин башқа һечким бу дунияда әң яхши һөкүмран болушқа лайиқ әмәс. У адәмләрниң ғемини йәйдиған вә меһрибан Һөкүмрандур. Бирақ у йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилишни қачан башлайду?