Мәзмунға өтүш

Муқәддәс китапни тонуштуруш

Бу қисқа видеоларда Муқәддәс Язмилардики китапларниң мәйданға келиши вә мәзмуни һәққидә қиммәтлик мәлуматлар бар. Муқәддәс китапни оқуш вә шәхсий тәтқиқ қилишниң үнүмини ашуруш үчүн шу видеоларни көрүң.

Муқәддәс китапни тонуштуруш

Муқәддәс китапниң һәрбир китави умумий мавзуға, йәни Әйса Мәсиһниң Падишалиғи Йәһва Худаниң исмини қандақ ақлайдиғанлиғиға қандақ һәссә қошқанлиғини көрүп чиқиң.

Яритилиш китавини тонуштуруш

Яритилиш китавида инсанийәтниң башлиниши вә азап-оқубәтләрниң һәм өлүмниң пәйда болуши һәққидә йезилған.

Чиқиш китавини тонуштуруш

Худа исраилларни қуллуқтин азат қилип, уларни Өзигә аталған хәлиқ қилди.

Лавийлар китавини тонуштуруш

Лавийлар китавида Худаниң муқәддәслиги қандақ тәсвирләнгәнлиги вә немә үчүн өзүмизни муқәддәс тутуш муһим екәнлигини көрүң.

Санлар китавини тонуштуруш

Йәһваға һәрқандақ вәзийәттә бойсунушниң вә аримизда рәһбәрлик қилидиғанларға һөрмәт көрситишниң қанчилик муһим екәнлигини биливелиң.

Қанун шәрһи китавини тонуштуруш

Тәврат қанунидин Йәһва Худаниң хәлқигә болған меһир-муһәббити қандақ көрүнгәнлигини биливелиң.

Йәшуа китавини тонуштуруш

Исраилларниң Худа бәргән зиминни қандақ бойсундурғанлиғи вә бөлүвалғанлиғини көрүң.

Һакимлар китавини тонуштуруш

Бу наһайити қизиқарлиқ китап Худаниң ярдими билән Униң хәлқини дүшмәнләрдин қутқазған садақәтмән 12 һаким тоғрилиқ болғачқа, Һакимлар дәп аталған.

Рут китавини тонуштуруш

Рут китави яш тул аялниң йолдиши вә оғуллиридин айрилған қейин анисиға көрсәткән меһир-муһәббити вә Йәһваниң уларни қандақ бәрикәтлигәнлиги тоғрилиқ баян қилиду.

Самуилниң 1-язмисини тонуштуруш

Һакимларниң башқуруши падишаларниң һөкүмранлиғиға қандақ өзгәргәнлигини биливелиң.

Самуилниң 2-язмиси китавини тонуштуруш

Давутниң кичик пеиллиғи вә ишәнчиси уни Муқәддәс китапта әң сөйүмлүк вә мәшһур қәһриманларниң бири қилғанлиғини көрүң.

Падишалар 1-язма китавини тонуштуруш

Исраил хәлқи гүллинип яшиған вақти һәм Исраил билән Йәһуда падишалиғиниң дәври тоғрилиқ видеони көрүң.

Падишалар 2-язмини тонуштуруш

Шималий падишалиқта яшиған исраиллар яман йолға қандақ чүшкәнлигини вә Йәһва Худа Өзигә садиқ болған хизмәтчилирини қандақ бәрикәтлигәнлигини көрүң.

Тарихнамә 1-язмини тонуштуруш

Исраил хәлқиниң нәсәпнамисини вә Худадин әйминидиған Давут падишаниң тәхткә олтириштин башлап та өлүмигичә болған қизиқарлиқ һаятини көрүң.

Тарихнамә 2-язмини тонуштуруш

Йәһуда падишалириниң бу тарихи Худаға болған садақәтмәнлигиниң қанчилик муһим екәнлигини көрситиду.

Әзра китавини тонуштуруш

Йәһва Өз хәлқини Бабил әсирдин азат қилип, Йерусалимда һәқиқий ибадәтни әслигә кәлтүрүш тоғрилиқ вәдисини орунлайду

IНәһәмия китавини тонуштуруш

Нәһәмия китави бүгүнки һәммә һәқиқий хизмәтчилири үчүн бебаһа савақ бәрди.

Әстәр китавини тонуштуруш

Әстәрниң күнидики әҗайип вақиәләр Йәһва Худа Өз хәлқини бүгүнки қийинчилиқлардин қутулдуруп қалидиғанлиғиға ишәнчимиз мустәһкәмлиниду.

Аюп китавини тонуштуруш

Йәһвани яхши көридиғанларниң һәммиси синилиду. Аюп тоғрилиқ вақиә садақәтмәнлигимизни сақлап қелишимизға вә Йәһваниң һакимийитини қоллап-қувәтләйдиғанлиғимизға ишәнч бериду.

Йәрәмия китави билән тонуштуруш

Йәрәмия қийинчилиқларға қаримастин пәйғәмбәр болуп садиқ хизмәт қилди. Заманивий мәсиһийләр үчүн униң үлгиси немини билдүридиғанлиғи һәққидә ойлап беқиң.

Йәрәмияниң жиғиси китави билән тонуштуруш

Йәрәмия пәйғәмбәр язған бу китапта Йерусалимниң вәйран болушиға қайғурғанлиғи һәққидә, шундақла чин жүрәктин товва қилиш Худаниң меһир-шәпқитигә елип келидиғанлиғи ипадиләнгән.

Әзәкиял китави билән тонуштуруш

Әзәкиял Йәһва Худа тапшурған ишни қандақ қийин болмисиму, кәмтәрлик вә җасарәт билән орунлиған. Униң үлгиси бүгүн биз үчүн бебаһа.

Даниял китави билән тонуштуруш

Даниял һәм униң достлири һәрбир синақта садиқлиғини сақлап қалди. Уларниң үлгиси билән орунлиниватқан бәшарәтләр һазирқи ахирқи вақтта бизгә пайда әкеләләйду.

Һошия китави билән тонуштуруш

Һошияниң бәшарәтлиридә биз үчүн Худаниң товва қилған рәзилләргә шәпқәт көрситишигә тегишлик муһим савақлар бар.

Йоел китави билән тонуштуруш

Йоел пәйғәмбәр Йәһваниң қорқунучлуқ күни һәққидә бәшарәт қилип, қутқузулушқа йол ачти. Униң бәшарити заманимиз үчүнму муһим.

Амос китави билән тонуштуруш

Йәһва муһим иш үчүн кичик пейил адәмни қолланған. Амосниң үлгисидин қандақ баһалиқ савақ алалаймиз?

Обадия китави билән тонуштуруш

Бу Ибраний язмилардики әң қисқа китап. У Йәһва Худаниң һөкүмранлиғиниң ақлинидиғанлиғини вәдә қилиду.

Юнус китави билән тонуштуруш

Юнус пәйғәмбәр түзитишни қобул қилғанлиғи, тапшурмисини атқурғанлиғи һәм Худаниң муһәббити билән шәпқитидин савақ алғанлиғи һәққидә язған. Униң тәҗрибиси жүригиңизгә тәсир қилиду.

Мика китави билән тонуштуруш

Бу роһландурған бәшарәт Йәһва Худаниң пәқәт әқилгә мувапиқ һәм пайдилиқ нәрсиләрни сорайдиғанлиғиға ишәнчимизни мустәһкәмләйду.

Наһум китави билән тонуштуруш

Бәшарәт бизни Худа өз сөзини дайим орунлайдиғанлиғиға һәм Падишалиғидин течлиқ билән азатни издәйдиғанларға тәсәлли беридиғанлиғиға ишәндүриду.

Һабаккук китави билән тонуштуруш

Йәһва Худа өз хизмәтчилирини қутқузушниң әң яхши усулини һәм вақтини билидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

Зәфания китави билән тонуштуруш

Йәһваниң күни кәлмәйду дегән ойдин немишкә нери турушимиз керәк?

Һагай китави билән тонуштуруш

Бәшарәттә Худаға ибадәт қилиш шәхсий мәнпийәтләрдин муһимирақ екәнлиги көрситилиду.

Зәкәрия китави билән тонуштуруш

Өтмүштә көплигән роһландурулған көрүнүшләр вә бәшарәтләр Худаниң хәлқини мустәһкәмлигән. Бүгүнму бу бәшарәтләр бизни Худаниң қоллап-қувәтлишигә ишәндүриду.

Малаки китави билән тонуштуруш

Йәһваниң рәһими, меһир-муһәббити вә һеч өзгәрмәйдиған принциплири һәққидә бәшарәт. Шундақла бу бәшарәт заманивий һаятқиму тегишлик муһим савақларни бериду.

Мәтта китави билән тонуштуруш

Инҗилниң биринчи китави, Мәтта китави һәққидә асасий дәлилләрни тәтқиқ қилиң.

Марк китави билән тонуштуруш

Инҗил китаплириниң арисида әң кичиги болуп, Марк китави келәчәктики Худа Падишалиғида башқуридиған Әйса Мәсиһ һәққидә ейтиду.

Луқа китави билән тонуштуруш

Луқа китавида қандақ мәлумат бар?

Йоһан китави билән тонуштуруш

Йоһан китавида Әйсаниң адәмзатқа болған зор меһир-муһәббитигә, әҗайип кәмтәрлик үлгисигә һәм у Мәсиһтәк Худа Падишалиғиниң Падишаси екәнлигигә диққәт ағдурулиду.

Әлчиләр китави билән тонуштуруш

Биринчи әсирдә яшиған мәсиһийләр барлиқ хәлиқләрдин шагиртларни тәйярлаш үчүн көп күч чиқарди. Әлчиләр китави сизни хизмәттә қизғин болушқа вә һаяҗанлинип вәз қилишқа дәвәт қилалайду.

Римлиқларға йезилған хәтни тонуштуруш

Бу хәттә Йәһва Худа үз-хәтир қилмайдиғанлиғи вә Әйса Мәсиһкә ишиниш муһимлиғи тәкитләнгән.

Коринтлиқларға йезилған 1-хәтни тонуштуруш

Паулниң хетидә бирликни, әхлақий паклиқни вә өзгәрмәс меһир-муһәббәтни сақлаш һәққидә Худадин кәлгән нәсиһәтләр бар.

Коринтлиқларға йезилған 2-хәтни тонуштуруш

Йәһва Худа барлиқ тәсәллиниң мәнбәси, Өз хизмәтчилиригә күч бериду вә қоғдайду.

Галатилиқларға йезилған хәтни тонуштуруш

Паулниң Галатилиқларға язған хети биринчи әсирдә пайдилиқ болғинидәк, бизниң күнлиримиздиму пайдиси зор. Бу хәт мәсиһийләргә садиқ болуп қелишқа ярдәм бериду.

Әфәсликләргә йезилған хәтни тонуштуруш

Бу хәттә Худаниң ирадиси Әйса Мәсиһ арқилиқ течлиқ билән инақ-иттипаққа ериштүрүш һәққидә йезилған.

Филипиликләргә йезилған хәтни тонуштуруш

Синақларға бәрдашлиқ бәргәнлигиңиз, башқиларға тәқабил турушқа ярдәм бериду.

Колосилиқларға йезилған хәтни тонуштуруш

Биз оқуп-үгәнгән нәрсиләрни һаятимизда қоллансақ, кәчүрүмчан болсақ вә Әйсаниң дәриҗисини етирап қилсақ, Йәһвани хошал қилимиз.

Салоникилиқларға йезилған 1-хәтни тонуштуруш

Биз роһий җәһәттин мәһкәм болушимиз, «һәммә нәрсигә көз» йәткүзүшимиз, дайим дуа қилишимиз вә бир-биримизни илһамландурушимиз керәк.

Салоникилиқларға йезилған 2-хәтни тонуштуруш

Әлчи Паул етиқатдашларниң Йәһваниң күни һәққидики натоғра көзқаришини түзәткән вә уларни Худаға садақәтмәнликни сақлашқа дәвәт қилған.

Тимотийға йезилған 1-хәтни тонуштуруш

Әлчи Паул Тимотийға язған биринчи хетидә җамаәттики тәртип һәққидә йезип, һәрқандақ сахта тәлимләрдин һәм пулхумарлиқтин нери болушқа агаһландурған.

Тимотийға йезилған 2-хәтни тонуштуруш

Паул Тимотийни хизмитини толуқ мөлчәрдә атқурушқа дәвәт қилған.

Титусқа йезилған хәтни тонуштуруш

Әлчи Паулниң Титусқа язған хетидә лаяқәтлик әр кишиләрни ақсақаллар сүпитидә тәйинләш вә Крит аралидики җамаәтләрдә қийин мәсилиләрни һәл қилиш һәққидә йезилған.

Филимунға йезилған хәтни тонуштуруш

Бу хәт қисқа йезилған, бирақ мәсиһийләр үчүн әмәлий савақлар көп. Мәсилән: кәмтәрлик, меһрибанлиқ вә кәчүрүмчанлиқ.

Ибранийларға йезилған хәтни тонуштуруш

Мәсиһийләр ибадитиниң асаси йәрдики ибадәтханиниң вә һайванларниң қурбанлиғидин үстүндур.

Яқуп язған хәтни тонуштуруш

Яқуп муһим принципларни көрситиш үчүн тәсирлик мисалларни ишләткән.

Петрус язған 1-хәтни тонуштуруш

Петрус язған 1-хәт паал болушқа һәм ғәм-қайғуларни Худаға тапшурушқа үндәйду.

Петрус язған 2-хәтни тонуштуруш

«Йеңи асман» билән «йеңи йәрниң» болушини күтиватқанда, Петрус язған 2-хәтни тонуштуруш видеоси бизгә илһам бериду.

Йоһан язған 1-хәтни тонуштуруш

Йоһанниң хети һәқиқәттин чәтнәп кәткәнләрдин нери болушқа агаһландуриду вә немини яхши көрүшимиз яки көрмәслигимиз керәклигини ениқлашқа ярдәм бериду.

Йоһан язған 2-хәтни тонуштуруш

Йоһанниң язған иккинчи хети һәқиқәттә жүрүш вә ялған устазлардин жирақ туруш керәклиги һәққидә агаһландуриду.

Йоһан язған 3-хәтни тонуштуруш

Йоһанниң 3-хетидә меһмандостлуққа бағлиқ әҗайип мисал бар.

Йәһуда язған хәтни тонуштуруш

Йәһуда етиқатдашларға яман тәсир қилидиған вә уларни аздурушқа тиришқанларни нийәтлирини рошән қилип, чүшәндүриду.

Вәһий китавини тонуштуруш

Вәһий китавида йезилған вәһийләр Худа Падишалиғи Йәһваниң йәргә бағлиқ ирадисини қандақ әмәлгә ашуридиғанлиғини тәсвирләйду.

Буларғиму қизиқишиңиз мүмкин

КИТАПЛАР ВӘ КИТАПЧИЛАР

Муқәддәс китаптики асасий мавзу

Муқәддәс китапниң асасий мавзузи немә?