Луқа 5:1—39

5  Бир күни Гинәсар көлиниң бойида нурғунлиған адәмләр Худаниң сөзини үгитиватқан Әйсани аңлаветип, уни қисташқа башлиди.  У қирғақниң йенида турған икки қолвақни көрди. Улардин чиқип, белиқчилар торлирини жуюшувататти.  Симунға тегишлик қолваққа чүшүп, у уни қирғақтин сәл нерарақ үзүшни сориди. Андин у олтирип, қолвақтин хәлиқкә тәлим бәрди.  Сөзи түгигәндин кейин, у Симунға: «Чоңқур җайға үзүп, шу йәрдә белиқ тутушқа торларни ташлаңлар»,— деди.  Бирақ Симун җававән: «Устаз, биз кечичә җапа тартип һечнәрсә туталмидуқ, лекин, сән ейтқачқа, мән торлиримни ташлай»,— деди.  Шундақ қиливеди, улар шунчә көп белиқ туттики, һәтта торлири үзүлүшкә башлиди.  Шу чағда улар башқа қолвақтики ағинилиригә келип ярдәм қилишиға ишарәт қилишти. Улар келип, икки қолвақни белиқларға толтуруведи, қолвақлар чөкүп кетәй деди.  Буни көргән Симун Петрус Әйсаниң тизлирини қучақлап: «Мени қалдурғин, Һакимдарим, чүнки мән гунакар адәммән»,— деди.  Сәвәви, улар мунчилик көп белиқ тутқанда, униң билән болған һәммиси һәйран қалди, 10  шундақла Симунниң ағинилири болған Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Йоһанму. Лекин Әйса Симунға: «Қорқма. Әнди тирик адәмләрни тутисән»,— деди. 11  Шуниңдин кейин улар қолвақлирини қирғаққа чиқирип, һәммә нәрсини ташлап, униң кәйнидин маңди. 12  Башқа бир қетим, у шәһәрләрниң биридә болғанда, пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм кәлди. У Әйсани көрүп, тизиға жиқилип: «Һакимдарим, әгәр пәқәт сиз халисиңизла, мени таза қилалайсиз»,— дәп ялвурди. 13  У қолини созуп, униңға тәккүзди һәм: «Халаймән. Тазиланғин»,— деди. Дәрһал униң мохоси йоқиди. 14  Әйса униңға бу тоғрисида һечкимгә ейтмаслиқни буйруп: «Берип роһанийға көрүнгин һәм Мусаниң көрсәтмиси бойичә гувалиққа, өзәңниң тазилинишиң үчүн, қурванлиқ бәргин»,— деди. 15  Униң һәққидә гәп-сөз техиму көпирәк тарқилип, адәмләр уни тиңшашқа вә кесәллиридин сақийишқа униң алдиға топ-топ келишти. 16  У болса чөлдә қелип, дуа қилатти. 17  Күнләрниң биридә у хәлиқкә тәлим бәрди вә шу йәрдә барлиқ Җәлилийәниң, Йәһудийәниң һәммә йезилиридин һәм Йерусалимдин кәлгән пәрисийләр вә Тәврат устазлири олтиратти. Униңда адәмләрни сақайтиш үчүн Йәһвадин күч бар еди. 18  Бир кишиләр зәмбилдә ятқан паләч адәмни әкәлди вә уни униң алдиға қоюш үчүн, өйгә әкириш амалини издиди. 19  Бирақ адәмләрниң топлашқанлиғидин уни әкирәлмәй, өгүзгә чиқип, шу җайдин паләчни Әйсаниң алдиға чүшәрди. 20  Әйса уларниң ишәнчисини көрүп: «Һәй киши, гуналириң кәчүрүм қилинди»,— деди. 21  Тәврат устазлири билән пәрисийләр: «Худаға күпүрлүк сөзләйдиған бу ким шунчә? Худадин башқа ким бар гуналарни кәчүрәләйду?»— дәп мулаһизә қилишти. 22  Лекин Әйса уларниң ойлирини билип, уларға: «Көңлүңларда немини мулаһизә қилишиватисиләр? 23  Немә асанирақ: “Гуналириң кәчүрүм қилинди”, дейишму яки: “Орнуңдин туруп, маңғин”, дейишму? 24  Амма инсан Оғлиниң йәрдә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқи бар екәнлигини билишиңлар үчүн...»,— дәп у паләч кишигә: «Саңа дәймән: орнуңдин тур, орун-көрпәңни елип, өйүңгә қайт»,— деди. 25  Һелиқи киши дәрһал турдидә, орун-көрписини елип, Худани мәдһийилигәч өйигә кәтти. 26  Барлиқ адәмләр һаяҗанлинип, Пәрвәрдигарни мәдһийиләшкә башлиди. Қорқунуч илкидә улар: «Бүгүн биз бир аламәт нәрсини көрдуқ!»— дейишти. 27  Бу ишлардин кейин Әйса у йәрдин чиқип, Лавий исимлиқ селиқ жиққучини көрди, у селиқ идарисидә олтиратти. У униңға: «Мениң кәйнимдин маң»,— деди. 28  Һәм һелиқи киши һәммини ташлап, униң кәйнидин маңди. 29  Лавий өз өйидә униң үчүн чоң бир зияпәт бәрди. У йәрдә улар билән янпашлиған нурғун селиқчилар һәм башқа кишиләр болди. 30  Шу чағда пәрисийләр вә Тәврат устазлири униң шагиртлириға котулдушуп: «Немишкә силәр селиқ жиққучилар һәм гунакарлар билән бир дәстиханда олтирисиләр?»— дейишти. 31  Әйса уларға җававән: «Сағлам адәмләр әмәс, бәлки бемарлар дохтурға муһтаҗдур. 32  Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товва қилишқа чақирғили кәлдим»,— деди. 33  Улар Әйсаға: «Йәһияниң шагиртлири пат-пат роза тутиду һәм ихлас билән дуа қилиду, пәрисийләрниң шагиртлириму шундақ қилиду, сениңкиләр болса йәп-ичиду»,— дейишти. 34  Әйса уларға: «Өйлинидиған жигит улар билән болғанда, у жигитниң достлирини қандақму роза тутушқа мәҗбурлашқа болиду? 35  Лекин шундақ күнләр келидуки, той жигити улардин елип кетилиду вә шу күнләрдә улар роза тутиду»,— деди. 36  Андин у уларға бир мисал кәлтүрди: «Һечким йеңи сиртқи кийимдин ямақни кесивелип, кона сиртқи кийимгә тикмәйду, болмиса йеңи ямақ житилип чиқиду. Йеңи кийимдин болған ямақ кона кийимгә лайиқ әмәс. 37  Шуниңдәк, һечким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду, болмиса йеңи шарап тулумларни житип, төкүлүп кетиду вә тулумларму кардин чиқиду. 38  Шуңа йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилаш керәк. 39  Һечким кона шарапни ичип, кейин йеңи шарапни ичишни халимайду. Һәм у: «Кона шарап әжайип яхши екән»,— дәйду.

Изаһәтләр