Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Maremagnum/Corbis Documentary via Getty Images

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

Армагедон Исраил зиминида башлинамду? Муқәддәс китап немә дәйду?

Армагедон Исраил зиминида башлинамду? Муқәддәс китап немә дәйду?

 Муқәддәс китап Армагедон уруши икки дөләтниң оттурисидики тоқунуш әмәс, бәлки Худа билән пүтүн дуниядики инсаний һөкүмәтләрниң арисида болидиған уруш дәйду.

  •    «Булар карамәтләр көрситидиған җинлар болуп, пүтүн дуниядики падишаларни һәммигә Қадир Худаниң улуқ күнидә болидиған урушқа топлаш үчүн чиқишти... Улар дуниядики падишаларни ибранийчә Армагедон дәп атилидиған йәргә топлиди» (Вәһий 16:14, 16, ЙД).

 Армагедон сөзи «Һар-Магедон» дегән ибраний сөзидин келип чиққан. Бу сөз «Мегиддо теғи» дегән мәнани билдүриду. Мегиддо қедимқи Исраилдики бир шәһәр болған. Шуңа, бәзи кишиләр Армагедон уруши Исраил зиминида йүз бериду дәп ойлишиду. Бирақ Мегиддониң әтрапи вә Йеқин Шәриқтики һечқандақ йәр, пүтүн дуниядики падишалар билән уларниң әскәрлири, қурал-ярақлирини сиғдурғидәк шунчилик кәң-таша җай әмәс.

 Вәһий китави символлуқ тилда йезилған (Вәһий 1:1). Шуңа, Армагедон йәр йүзидики мәлум бир җай әмәс, символлуқ җай. Бу «дуниядики падишалар» Худаниң һөкүмитигә қарши җәңгә чиқиши үчүн җәм болидиған дуниявий вәзийәттур (Вәһий 19:11—16, 19—21).