Мәзмунға өтүш

Немишкә Йәһва гувачилири адәмләрниң өзлириниң дини болсиму, уларға вәзә қилиду?

Немишкә Йәһва гувачилири адәмләрниң өзлириниң дини болсиму, уларға вәзә қилиду?

 Биз адәмләрниң нурғунлириға өзлириниң дини болсиму, диний мавзуларға сөһбәт жүргүзүш қизиқ екәнлигини байқидуқ. Әлвәттә, биз адәмләрниң бизниңкигә охшимайдиған диний көзқарашқа егә болуш һоқуқини һөрмәтләймиз, шуңа биз уларни ейтиватқан хәвиримизни тиңшашқа мәҗбурлимаймиз.

 Биз дин һәққидә сөһбәтләшкәндә, Муқәддәс китаптики мәслиһәткә әмәл қилип, адәмләргә «мулайимлиқ вә чоңқур һөрмәт» көрситимиз (Петрусниң 1-хети 3:15). Биз ейтиватқан хәвәрни бәзилири қобул қилмайдиғанлиғини билимиз (Мәтта 10:14). Амма, биз улар билән сөһбәтләшмигичә, уларниң қандақ инкас қайтуридиғанлиғини билмәймиз. Шундақла, адәмләрниң шараитлири өзгиридиғанлиғиниму чүшинимиз.

 Мәсилән, бирәр кишиниң биз билән сөһбәтлишишкә бир күни вақти болмиса, башқа күни у биз билән сөһбәт қилишни халиши мүмкин. Шундақла адәмләр қийин мәсилиләр билән әһвалларға учриғанда улар хуш хәвәргә қизиқиш көрситиши мүмкин. Шу сәвәптин, биз адәмләр билән бир әмәс, бирнәччә қетим сөһбәт қилишқа тиришимиз.